Һаятий муһим һөжжәт

Дөләт рәһбири Н.Ә.Назарбаевниң бийилқи хәлиққә йоллиған әнәнъивий Мәктүбидә наһайити муһим мәсилиләр атап көрситилгән. Болупму Қазақстан 2050 жили дунияниң әң риважиланған әллик мәмликитиниң сепигә қошулуши керәк.

    Бу наһайити мурәккәп вәзипә, әлвәттә. Уни һәл қилишниң йоллири Мәктүптә ениң көрситилгән. Һәр қачан узақни көзләшни билидиғанлиғини дуния жамаәтчилиги алдида намайиш қилип келиватқан дана рәһбәр, Президентимизниң бу көрсәтмилири һәр биримиздә үмүт вә ишәнчини ойғатти. Көп милләтлик қазақстанлиқларниң өзара достлуғи һәм жәмийитимиздики турақлуқ арқилиқ биз  бу пәллигә йетимиз дәп ишәшшлик ейталаймиз.

    Президентимиз Мәктүптә биринчи новәттә хәлиқниң саламәтлигини сақлаш билән билим бериш саһасиға аит вәзипиләрни хәлиққә көрситиватқан ғәмхорлуқ дәп һесаплаймән. Биз XXI әсир илим- пәниниң әсиридә ясаватимиз. Униңда жисманий жәһәттин сағлам, әқлий жәһәттин камаләткә йәткән әвлатла көчтин қалмай өзиниң лайиқ орнини тапалайду. Елиимиз  Президентиниң бу  саһаларға һәр қачан чоңқур әһмийәт берип,  толуқ ғәмхорлуқ көрситип келиватқанлиғиму әйнә шуниңда. Саламәтликни сақлаш билән билим бериш саһасида ишләватқан хадимларниң маашини ашуруп, турмуш-тирикчилигиниң тәшвиш-тәһликисиди һали әмгәк етиш үчүн шараит яритиш үчүнму диққәт мәркизидин чүшмәй келиватқанлиғини мәмнунийәт билән тилға алмай мүмкин әмәс.

   Мәктүптә ейтилғанларни әмәлгә ашурушта һәрбир гражданниң аңлиқ  һәм жуқури жавапкәрлик билән әмгәк қилиши тәләп қилиниду. Буниңға  билим  бериш саһасиниң  хадимлири  билән  бир қатарда  ата-анилар, жәмийәтлик   тәшкилатлар бирдәк күч селишимиз керәк.

Зульфийәм  Мәшүрова,

Х.Һәмраев  намидики  оттура мәктәпниң   мудири.

Күнтізбе

« Сәуір 2024 »
Дс Сс Ср Бс Жм Сб Жк
1 2 3 4 5 6 7
8 9 10 11 12 13 14
15 16 17 18 19 20 21
22 23 24 25 26 27 28
29 30          

booked.net

  • Материалды қарау саны : 4124313