Гүлайимниң дәсләпки қәдими

23.08.2019ж

Йеқинда Пәнжим йезисидики Мәдәнийәт өйидә «Гүлайим» уссулчилар топиниң « Яшлиқ-сөйгү- сәнъәт мәңгү» намлиқ концерти болуп өтти.

    Бу жил Қазақстан жумһурийитиниң Тунжа Президенти Елбасы -Нурсултан Назарбаевниң тәшәббуси билән «Яшлар жили» дәп елан қилинип, жай-жайларда яшларни қоллап-қувәтләш уларниң вәтәнпәрвәрлик, туғулған йеригә болған муһәббитини шәкилләндүрүш мәхситидә чариләр давамлиқ уюштуруливатмақта. Бу чариниң тәшәббускари Гүлнарәм Аблизму мошу сәнәгә беғишлапту. Шу мәхсәттә уюштуруливатқан сәнъәт мәйримигә чоң –кичик жутдашлар жәм болушти. Пәнжимдики 300 орунлуқ Мәдәнийәт өйидә алма ташлиғидәк бош орун йоқ. Һәмминиң көзи сәһнидә. Чүнки мәзкүр концертниң башқилардин алаһидилиги шуки, бу күни йезидики сәнъәткә ишқи бар яшлар сәһнидә дәсләпки қетим өз һүнирини намайиш қилиду. Шуңа биз концертқа кәлгән бели мүкчәйгән бова-момилар билән бәш яшлиқ балиниңму концертниң башлинишини тәққазалиқ билән күтиватқанлиғини байқидуқ. Шундақ бир пәйттә «Яшлар жилиға» мунасивәтлик чирайлиқ безәлләндүрүлгән сәһнидә тонулған риясәтчи Сулайман Айдаров уссул кечилигини очуқ дәп елан қилди.
     Сулайман көпчиликни «Гүлайим» уссул ансамблиға йетәкчилик қиливатқан, миллий мәдәнийитимизниң жанкөйәри , аддий йеза қизи Гүларәм Аблиз вә униң паалийитидин тонуштурди. Сәнъәт кечилиги Пәнжим Мәдәнийәт өйиниң хадими Марат Отаршиев билән Төвәнки Пәнжим йезисидики Мәдәнийәт өйиниң хадими Гүлзәпирәм Мусаеваниң орунлишидики «Туған жер» нахшиси билән башланди. Андин «Гүлайим» ансамблиниң уссулчилири қазақниң домбра ,уйғурниң «Долан» , «Қәшқәр сәними» , өзбәкниң Әнжан полькиси, вә рус, испан миллий уссуллирини қиз-жигитләрниң яш алаһидилигигә қарап йәккә һәм топ болуп ижра қилди.
     Сәнъәт мәйримигә Пәнжим йеза округиға қарашлиқ Ават йезисиниң турғуни сәнъәткар,тонулған қизиқчи, нахшичи Камунар Турсунов билән Пәнжим йезилиқ Мәдәнийәт өйиниң методисти Қурванжан Һәмраев оғли Руслан билән тәклип қилинипту. Сәнъәткарлар «Ават бағлири», «Қәшқәр қизи», «Анижаним»намлиқ нахшилирини ижра қилип, уссул кечилигиниң мәзмунлуқ өтүшигә һәссилирини қошти.
     Тәкитләш керәкки, Гүлнарәм Аблиз өзи кәспий сәнъәткар әмәс. У пәқәт уссулға ишқи бар һәвәскар, уссул шәйдаси . Шуниңға қаримай, 2018-жилдин башлап, йезидики мәктәп оқуғучилириниң бош вақтида уссул сәнъитигә үгитишни қолға алди. Йеза балилири әмәсму, бир-биридин аңлап, уссулға мәһлия оқуғучиларниң сани күндин -күнгә ешип, оттузға йәтти. Бова-момилири қолидин йетиләп елип кәлгүчиләрниңму сани көпәйди. Чүнки ата-анилар балирини, һә қәдирдан момилири нәврилирини бош вақтида миллий сәнъәткә, болупму уссул ойнашниң қир-сирини үгәнсә дегән нийәт, мәхсәттә елип кәлди . Бир жил тинмай мәшиқлинишниң нәтижисидә балилар қәдимкидәкла миллий уссулларни ойнап, көпчиликниң диққитини өзигә жәлип қилишқа башлиди. Мана мошундақ бир пәйттә бир жил издиниш,үгиниши түпәйли уссулчилар топи тәшкиллинипму қалди. Шундақ екән биз бир-биридин әвришим уссуларни , кәч меһманлириниң нахша-сазлирини тиңшап , икки саат вақитниң қандақ өткәнлигини туймай қалдуқ. Кәч ахирида сәһнигә көтирилгән Пәнжим йезисиниң мөтивәри, пешқәдәм устаз Мәрүп Арзиев жутдашлирини, жирақ-йеқиндин кәлгән тамашибинни көптин күткән сәнъәт кечилиги билән тәбриклиди.
    -Бүгүн биз буниңдин 50 жил муқәддәм, илгәрки Калинин намидики колхозчилардин тәркип тапқан «Шатлиқ» һәм «Туған жер» ансамблиниң варислирини көрдуқ десәк артуқ ейтқанлиқ болмас. Чүнки уларму дәсләпки қәдимини мошу муқәддәс сәһнидин башлиған еди. Һазир улар жумһурийәт һәтта униң сиртиғиму кәң тонулуп , пешқәдәмләр аталди. Достлуғи билән бирлиги ярашқан жутимизда икки милләтниң өз ара достлуғини күйлигән нахша-сазлардин түзүлгән концерт программисиниң тәшәббускари, уссулчиларниң устази Гүлнарәмгә жутдашлар намидин ақ тиләймиз. Маһаритиңиз өсивәрсун,-деди .
   Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждани, наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һәйят әзаси Һүсән Еләмов, наһийәлик этномәдәнийәт мәркизи вә тәвәниң жут-жамаәтчилиги намидин тиләклирини изһар қилип, Пәхрий ярлиқ , «Бейбітшілік әлемі» хәлиқара қазақ ижаткарлири бирләшмисиниң Панфилов наһийәси бойичә вәкили Сүбһидин Мәңсүров Тәшәккүрнамә тапшуруп, ижадий утуқлар тилиди.Шуниңдин кейин жутдаш шаир Аблеким Дамоллаев Гүлнарәм Аблизға беғишлап ижат қилған шеирини оқуп бәрди. Пәнжим йеза округи һакимчилиғи йенидики Ақсақаллар кеңишиниң рәиси Муһит Әзизов, ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Разийәм Сайитбаева, анилар намидин Шеринбанум Дуганова вә Шәмсимәһәммәт Ниязовлар Гүлнарәм Аблизниң уссул сәнъитигә болған ишқи , оқуғучиларни үгитиштики маһаритини тәрипләп, иллиқ тиләклирини изһар қилди. .
    Уссул кечилигиниң ахирида биз тамашибинлар билән сөһбәтлишиш пурситигә егә болдуқ. Жут мөтивәри Шәмсимәһәммәт ака Ниязов :
    -Мән бу концерттин чоңқур тәсират алдим. Өзи кәспий сәнъәткар болмисиму худди кәспий хореографлардәк уссул сәнъитиниң қир-сирлирини үгитиватқан қизимиз көп издәнгәнлигини байқавелиш тәс әмәс. Яшлар жилиға мунасивәтлик өткән чарә барлиқ жәһәттин утуқлуқ чиққан. Пәнжимниң асасий турғунлиридин һесапланған қазақ билән уйғурниң достлуғин йәнә бир қетим намайиш қилди.         Йошурушниң һажити йоқ мән концерт болиду дегәнни аңлап әнсирәш илкидә қалған едим. Чүнки әшу 1968 - жиллири селинған Мәдәнийиәт өйи конирап қалди. Бирақ кона болсиму йезимизға кәлән һәр қандақ қоюлум мошу қутлуқ жайда өтиватиду. Лекин концерт ,спектакльға тамашибин жиғиш наһайитиму қийин иш еди. Бүгүнки сәнъәт кечилигидә билет сораватқанларни өзәм көрдүм, һәтта залда өрә туруп болсиму көрүшкә дәвәт қилдим. Бу чаригә йезимизниң жигитбашлири Мәсимжан вә Ясинжанниң ярдими билән билетлар сетилип, бош орун қалмиди. Жигит башлириму деханчилиқ билән шуғуллиниду. Етизлиқтики ишини ташлап, Гүлнарәмни қоллиған жигитлиримизға алаһидә миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән ,-деди һаяжанланған һалда .
Бизму Пәнжим жутиниң барлиқ жигитбашлириға миннәтдарлиғимизни билдүрүп, һәр қандақ ишта қоллап-қувәтләватқан ишлириниң хәйирлик болушини тилидуқ. Гүлнарәм билән униң шагиртлириға маһаритиңлар өсивәрсун, Яшлар жилида утуқларға йетивериңлар демәкчимиз.
Г.Лохманжанқизи.

Күнтізбе

« Сәуір 2024 »
Дс Сс Ср Бс Жм Сб Жк
1 2 3 4 5 6 7
8 9 10 11 12 13 14
15 16 17 18 19 20 21
22 23 24 25 26 27 28
29 30          

booked.net

  • Материалды қарау саны : 4129531