Етизлиқта иш қизғин

30.04.2021ж

Наһийәдә деханчилиқ билән чарвичилиқ ишләп чиқиришниң һәл қилғучи амили болуп һесаплиниду. Тәвәниң тәрәққий етип , гүллиниши мошу қош саһаға мунасивәтлик . Әмәлиятта өз ипадисини тепиватқан йеңи илғар технологиялар билән илғар тәжрибиләрни жарий қилип, йәрниң һосулдарлиғини ашуруш әң биринчи мәхситимиз .

Бүгүнки күнгә қәдәр наһийә деханлири етизлиқларда « Херсонец-7», « Херсонец-200» маркилиқ комбайнлар билән һәр хил марқилиқ йүзлигән трактор ,четилма вә башқиму техникилар ишқа қошулған . Кейинки икки үч жилниң өзидила дехан егиликлири һесавиға 50 тин ошуқ йеза егилиги техникилири чәт әлләрдин кәлтүрүлмәктә. Бу чәк әмәс. Бу техникилар етиз мәликисини терип, суғирип, мол һосул йетиштүрүп, уни жиғиштурушта пайдилинилмақта. Тәвә деханлири бу жили 26 000 гектардин ошуқ мәйданға етиз мәликисини терип пәрвиш қилишни мәхсәт қиливатиду .
Жил бойи қутлуқ кәтмини қолдин чүшәрмәйдиған дехан әвлади үчүн нәқ әмгәк қайними башланди. Болупму Пәнжим, Үчарал,Чулуқай, Көктал,Чоң Чиған йеза округлиридики деханлар көмүқонақ вә көп жиллиқ чөп териш үчүн биләк түрүп ишқа киришип кәтти.
Әтииязниң һәр күнини ғенимәт билгән деханлар бу жилдинму мол һосул күтиду.
(Өз мухбиримиз)